Уйгурская энциклопедия, том 2. Сказки о животных.. Уйгурские Народные Сказки
Чтение книги онлайн.
Читать онлайн книгу Уйгурская энциклопедия, том 2. Сказки о животных. - Уйгурские Народные Сказки страница 24
– Әй, қарға қумчақ қериндашлирим, қарисаңларчу, силәр бекар ятқичә алдиңлардики атларниң қенидин мәззә қилсаңларчу, бу атларниң һәммиси йеғир, униң тәми бир татлиқ беғир, – дәпту.
– Тошқан ака, сизгә рәхмәт, лекин биз бекар әмәс, әвлат қалдуруш үчүн тухум бесип йетиватимиз. Биз бу йәрдин айрилсақ, кичик балилар тухумлиримизни оғрилап кетиду, – дәпту қарғиларниң бири.
– Хатирҗәм болуңлар, униңға өзәм җавап беримән, – дәп мәйдисини муштлапту тошқан. Қарғилар тошқанға қарап:
– Тошқан ака, биз хатирҗәм болалмаймиз, – дейишипту. Бу сөз тошқанниң «ғуруриға» раса тегипту.
– Әгәрдә у һарамзәдиләр бу йәргә келидиған болса, қенида түгмән чөрүп, сүйигидин ун тартип йәймән, – дәп керилипту тошқан. Алданған қарғилар угисидин қозғалғандин кейин, алдамчи тошқан мәһәллигә кәпту. У ериқ бойида чақпеләк ойнаватқан он үч-он төрт яшлардики бәш оғул балини көрүп:
– Ағиниләр, аңлап қелиңлар, әву терәкләрдики қарға чаңгилирида нурғун тухумлар турупту. Мундақ лиңшиқ оюнни ойниғичә, қарға чаңгисидин тухум оғрилисаңлар көңүллүк әмәсму? – дәпту.
– Сизгә көп рәхмәт. Ата-анимиз сиртқа чиқип кәткәнди, биз өйләргә қараватимиз, у йәргә кетип қалсақ, өйлиримиздин хатирҗәм болаллаймиз, – дәпту чоңирақ бир бала.
Тошқан балиларниң өйлирини өзи сақлап қарайдиғанлиғиға вәдә берип, уларни йолға сапту. Өзи болса, йегидәк бир нәрсә издәп, өйниң арқисиға өтүптудә, дақ йәрдә чапанлирини ғерипчә йепинип ятқан үч адәмни көрүпту. Бу үчәйлән оғри болуп, қәйәргә қол селишни ойлишип ятқан екән.
– Акилар, нәдур исми-затиңлар? Немә сәвәптин яттиңлар? – дәп сорапту тошқан уларға һеҗийип салам берип, улардин бири бешини көтирип:
– Мениң исмим Шағерип, ачарчилиқ дәстидин жүримән сарғийип. Биз үчилимиз мошу Пир ғерип, қосақ ач маңалмидуқ һерип, – дәпту.
– Ахмақ акилар, – дәп қолини шилтипту тошқан, мәһәллиниң күн чиқиш тәрипидики бәш аилилириниң һәммисидә адәм йоқ. «Үҗмә пиш, ағзимға чүш» дәп ятқичә тирикчиликниң йолини қилсаңлар болмамду?
Оғрилар тошқандин бу хәвәрни аңлап, дәрһал қозғилипту.
Шуниңдин кейин һелигәр тошқан өзи орунлаштурулған шумлуқларниң нәтиҗисини тамашә қилишқа башлапту. Қариса, қарғилар чоқуған атларниң дүмбисидин қан-жириң еқип, бай атқа яхши қаримиди, дәп малчиларни уруватқидәк; балилар қарғиниң чаңгисидики тухумларни елип чиқип турғанда, қарғилар келип, балиларниң баш-көзини чоқуватқидәк; қарғилардин миң тәстә қутулған балиларниң ата-анилири, өйни яхши сақлимай, оғриға берипсән, дәп уларни қоғлап уруватқидәк. Тошқан өзиниң иш-қалаймиқан чечәнлигидин рази болуп күлүпту, күлүпту, күлүверип телипту. Худайим сақ яратқан үстүн кәлпуги күливерип йерилипту.
КОВАРНЫЙ ЗАЯЦ
В давние времена, когда ворона еще жила в гнезде у голубя, в лесу недалеко от деревни жил хорошенький с виду зайчик. Но в душе он был коварным и злым. Однажды, зайчик познакомился