Уйгурская энциклопедия, том 2. Сказки о животных.. Уйгурские Народные Сказки
Чтение книги онлайн.
Читать онлайн книгу Уйгурская энциклопедия, том 2. Сказки о животных. - Уйгурские Народные Сказки страница 26
Әң ахирида қорқанчақ узун қулақ тошқанханла қапту. У бечарә бүгүнки мәҗлисниң мәхситиниму түзүгирәк чүшәнмәпту. Немишкә десиңиз, униң пүтүн әс-яди: «Бөрә мениму йәп қоярму?» дегән җан қайғуси билән екән.
– Һә, узун қулақ! Һәммәйлән өз гепини дәп болди. Сән немишкә шүмшийип, чәкчийип булуңға кирип кәттиң? – дәп сорапту түлкә бирдинла уни қистап.
Тошқан бечарә, булар мени йәветидиған болди, дәп техиму қорқуп, тили калвалишипту.
Шу чағда әқиллик текивайниң рәһими келип, сақаллирини аччиқ билән силкип, тошқанниң қешиға келип, мүңгүзи билән биқиниға аста түртүптудә, қулиғиға шивирлап, әқил үгитипту:
–Һәй, надан! Һәммиси бир сәвәп тепип, өзини ақлап болди. Мундақ қорқуп җим олтарсаң, ахири бу иш саңа тоқулуп қалиду. Һәммиси сениң гөш йемәйдиғанлиғиңни билиду, мошу сәвәп билән өзәңни ақла! Буни гөшхор һайванлар йегәнду, дегин!
Бечарә тошқан титирәп, әнди еғиз ачай дәп турушиға:
– Һәй, узун қулақ! Хүдүксинип унчуқмиғиниңға қариғанда, қойни сән йегән охшимамсән? Ейтә! – дегән бөриниң дәһшәтлик уни җаңгалда яңрап кетипту. Тошқан һошини йоқитип, техиму мәңдәп кетипту.
– Раст, раст, – дейишипту көплигән һайванлар бөриниң гепини қувәтләп вә өз бешидин палакәтниң узақлаватқанлиғини һис қилип, – қойни чоқум тошқан йәпту, болмиса, жүрәклик гәп қилған болатти.
– Қени, ейтә! – дәпту бөрә техиму ғалҗирлиқ билән қистап вақирап.
– Болмамсән, гомуш! – дәпту түлкә алдиритип.
– Әнди иқрар қилмай болмиди, тошқанхан, дәвәткин! Сән үчүн һәммиси балаға қалмайли! – дәпту башқилар сала-сүлхи қилишип.
Бу адаләтсизликтин жүриги ечишип, туралмай қалған текивай шунчә җамаәтниң тошқанниң гөш йемәй, от йәйдиғанлиғини билип туруп, һәқиқәттин көз жумуп, тошқанни қурван қилип беришкинигә ғәзәплинип кетипту вә җамаәткә ләнәт оқупту, өзи оттуриға чиқип, бу һәқиқәтни сөзләшни нәччә рәт ойлиған болсиму, лекин өйидә хотуни өшкихан йеңи туғутлуқ, икки бовиғи жиғлап қалғачқа, доңғийип чиқип қелип, аилисигә палакәт қелиштин әнсирәп бирәр нәрсә дәләлмәй, тит-тит болғиничә илаҗисиз қапту.
Шу чағда тошқанму җан үмүтидә һошиға вә ғәйрәтлинип, өзини ақлимақчи бопту, лекин әндила еғиз ачай дәп турушиға көзи бөриниң дәһшәт билән һөмийип, пақирап турған көзигә чүшүп, вуҗуди отта ериғандәк юмшап, һошидин кетипту. Ағзидин болса, демәкчи болған сөзиниң әкси чиқипту.
– Қойни, м … м … мән, йе … йе … йедим… – дәпту.
Шундақ қилип, бечарә тошқан қорқунчақлиғиниң касапити билән явуз бөриниң төһмитиниң ечинишлиқ қурвини бопту.
КТО СЪЕЛ БАРАНА?
В одной горной деревне жил охотник. У него был один-единственный барашек, который жил у него дома. Однажды этот барашек пропал. Охотник нигде не мог его найти. Рассердившись, он призвал к ответу самых крупных животных леса: волка, лиса и